Главная » Статьи » Статьи

Об Ахметжан А.А

ЯЗҒУЧИ-ДРАМАТУРГ ӘХМӘТЖАН АШИРИНИҢ ТӘРЖИМӘ ҺАЛИ

Әхмәтжан Аширов (Ашири) Ақсопиоғли 1938-жили Алмута вилайити Челәк наһийәси (һазирқи Әмгәкчиқазақ наһийәси) Маливай йезисида туғулған.

Әхмәтжан Ашири 1956-жили Талдиқорған вилайити Панфилов педагогикилиқ училищесини тамамлайду. У 1961-жили С.М.Киров намидики Қазақ Дөләт университетиниң (һазирқи әл-Фараби намидики қазақ миллий университети) филология факультетини тамамлап, қазақ тили вә әдәбияти мутәхәссислигигә егә болиду. 1961-1962-жилларда қазақ радиосида диктор вәзиписини атқурған. 1962-1965-жиллири И.Алтынсарин намидики педагогика пәнлири илмий-тәтқиқат институтиниң аспирантурисида оқуйду. Әхмәтжан Ашири аспирантурини тамамлиғандин кейин, Алмута вилайити Талғир наһийәси Қизил-Ғәйрәт мәктивидә муәллим-устаз болуп ишлигән. Әнди 2011-жили болса, Әхмәтжан Ашириға бир синип нами берилди. 1970-1982-жиллири «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитида әдәбият вә сәнъәт бөлүм башлиғи вә мәсъул катип хизмәтлиридә ишлиди. 1982-жилидин башлап Қазақстан Язғучилар иттипақи уйғур әдәбияти бойичә әдәбий мәслиһәтчи болуп ишләйду.

1986-жили Қазақстан Язғучилар иттипақи башқармисиниң кативи болуп сайлиниду. Кеңәш Иттипақи әдәбий фондиниң башқарма әзаси болиду. Қазақстанда нәшир қилинидиған «Жұлдыз», «Простор» журналлириниң һәйъәт әзаси болуп кәлмәктә. Язғучиниң «Жазушы» нәшриятидин «Яшиғиним яшиған» (1965-жил), «Кәчмәс көңлүм» (1969-жил), «Солмас гүл» (1977-жил), «Нур ана» (1988-жил) повестлири, «Ялғуз ялпуз» (1987-жил) романи уйғур тилида нәшир қилинди. Әхмәтжан Ашири 1969-жилидин Кеңәш Язғучилар иттипақи  (һазирқи Қазақстан Язғучилар иттипақи) әзасидур. Әхмәтжан Ашириниң «Идиқут» тарихий роман-эпопеясиниң биринчи китави 2003-жили «Жазушы» нәшриятидин уйғур тилида нәшир қилинди. 2013-жили болса, тарихий роман-эпопеяниң иккинчи китави «Баурчуқ Арт текин» нами билән нәширдин йоруқ көрди. Әхмәтжан Ашириниң «Цветы живые» («Солмас гүл»), «Нурания» («Нур ана») повестьлири, «Идиқут», «Одинокая мята» («Ялғуз ялпуз») романлири вә һекайилири қазақ, рус, чечән, яқут, қирғиз, өзбәк, венгер, украина, хәнзу тиллириға тәржимә қилинди.

Муәллипниң 1989-жили «Йәргә төкүлгән яш» повестини Шинжаң-Уйғур Автоном райониниң хәлиқ нәшриятидин бесип чиқарди. Драматург Әхмәтжан Ашириниң уйғур миллий драматургиясиниң тәрәққиятиға қошқан төһписи интайин чоң. Униң «Өлмәс болуп туғулғанлар», «Муқамчи», «Дехан», «Әпчил», тарихий «Идиқут» спектакльлири Қазақстан вә чәт әл тамашибинлар алқишиға егә болди. У рус драматург язғучиси А.П.Чеховниң «Аличилиқ бағ», испан шаир-драматурги Г.Лоркиниң «Қанлиқ той» пажиәсини, қазақ шаир-драматурги Қ.Шанғытбаевниң «Паһ, жигитләр!» әсәрлирини тәржимә қилған. Қуддус Ғожамияров намидики Уйғур драма театрида сәһниләштүрүлгән (режиссери Я.Шәмиев) «Идиқут» спектакли Оттура Азия мәмликәтлири ІІІ хәлиқ ара театрлар фестивалиниң лауреати аталди (2010-жили). Әхмәтжан Ашири «Әмгәктики әлалиғи үчүн» медали билән, Кеңәш Иттипақи әдәбиятини тәрәққий әткүзүштики әмгиги үчүн Қазақ ССР Алий Кеңишиниң Пәхрий грамотиси билән (1988-жил), 1998-жили «Астана» медали билән мукапатланди.

1991-жили «Арзу» журналиниң баш муһәррири болуп ишләйду. 1994-2012-жиллири Қазақстан Жумһурийити мәмликәтлик стипендиясини елип келиватиду. 2002-жили әдәбият бойичә Қазақстан Жумһурийити мәмликәтлик мукапат бериш комитетиниң комиссия әзаси болған.

Әхмәтжан Ашири 2003-жили «Идиқут» романи үчүн Қазақстан Жумһурийити Уйғур меценатлар клубиниң биринчи дәрижилик мустәқил «Илһам» мукапитини елишқа муйәссәр болди.

Драматург Әхмәтжан Ашириға Қ.Ғожамияров намидики жумһурийәтлик Уйғур театрида қоюлған «Идиқут» спектакли үчүн 2012-жили Қазақстан Язғучилар иттипақиниң хәлиқ ара «Алаш» мукапити берилди.

Әхмәтжан Ашири 2009-жили мәмликәтлик вә жәмийәтлик паалийити, дөләтниң ижтимаий-ихтисадий мәдәнийитигә қошқан бебаһа төһписи үчүн, достлуқ, инақлиқ, разимәнликни мустәһкәмләш үчүн қошқан чоң төһписи үчүн «Құрмет» ордени билән мукапатланди. «Қазақстан Жумһурийити мустәқиллигиниң 10 жиллиғи», «Қазақстан Жумһурийитиниң 20 жиллиғи» медальлири билән мукапатланди.

Әхмәтжан Ашириниң паалийити «Ел ардақтылары» китап-мужмуәдиму әкис етилгән (2012-жил).

Һазир Қазақстан Язғучилар иттипақи Уйғур әдәбияти кеңишиниң рәиси, Қазақстан Язғучилар иттипақи башқарма әзаси.

Дили Зия роман - ээсе уйғур тилидә вә Дили Зия (Светлая Душа) роман - эссе рус тилидә Москва шәһири "Ладомир" нәшриятидә 2013 ж. нәшир қилинди.

 

Категория: Статьи | Добавил: Ашири (21.03.2013)
Просмотров: 1097 | Рейтинг: 5.0/1
Всего комментариев: 0
Добавлять комментарии могут только зарегистрированные пользователи.
[ Регистрация | Вход ]